Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -

Әфәсликләргә йезилған хәт 2 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси


Өлүмдин һаятлиққа

1 Силәр бурун Худаға бойсунмай, гуна ичидә яшиғанлиғиңлар сәвәвидин роһий җәһәттә өлүк едиңлар.

2 У чағларда силәр бу дунияниң яман йоллирида маңған едиңлар, яман роһларниң һөкүмрани болған һәм кишиләрни Худаға бойсунмаслиққа аздури­диған шәйтанға бойсунуп яшидиңлар.

3 Бурун һәммимиз һәм шундақ яшиған едуқ. Өз гунакар тәбиитимизниң арзу-һәвәслиригә берилип, шәхсийәтчиликкә толған ой-хияллиримиз бойичә яшаттуқ. Шуңа бизму Худаниң җазасиға учрашқа лайиқ едуқ.

4 Лекин интайин рәһим-шәпқәтлик болған Худа бизни шу қәдәр сөйгәчкә,

5 гәрчә биз гуналиримиз түпәйлидин роһий җәһәттә өлгән болсақму, Худа бизни Әйса Мәсиһкә бағлиған һалда йеңи һаятқа ериштүрди. Есиңларда болсунки, силәр пәқәт Униң меһир-шәпқити арқилиқ қутқузулдуңлар.

6 Биз Әйса Мәсиһкә бағланғанлиғимиз үчүн, Худа бизниму Униң билән биллә тирилдүрүп, бизгә асмандики тәхттә Униң билән биллә олтириш һоқуқини бәрди.

7 Худаниң бундақ қилиштики мәхсити шуки, Худа Өзи Әйса Мәсиһ арқилиқ бизгә ата қилған меһир-шәпқәтниң тәңдашсиз екәнлигини әбәдил-әбәт көрси­тиштур.

8 Силәр Әйса Мәсиһкә ишинип, Худаниң меһир-шәпқити арқилиқ қутқузулдуңлар. Бу силәрниң әҗриңлардин кәлгән әмәс, бәлки Худадин кәлгән илтипаттур.

9 Силәр һәргизму яхши әмәлләр билән қутқузулмидиңлар, шуңа силәрниң махтинишқа һәққиңлар йоқ.

10 Чүнки биз һәммимиз Худаниң иҗадийити болуп, Худа бурунла тәйярлиған яхши әмәлләрни қилишимиз үчүн Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңидин яритилдуқ.


Әйса Мәсиһ арқилиқ бир тән болуш

11 Есиңларда болсунки, туғулушуңлардин йәһудий әмәс силәр өз хәтни­сидин пәхирлинидиған йәһудийлар тәрипидин «хәтнә қилинми­ғанлар», дәп камситилдиңлар. Һалбуки, уларниң хәтниси пәқәт җисманий җәһәттики хәтнидур.

12 У чағларда силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп әмәс едиңлар, шундақла Худаниң хәлқи болған исраиллар қатаридиму әмәс едиңлар, Худа Өз хәлқигә вәдә қилған келишимниң сиртида тураттиңлар һәм Худани тонумай, үмүтсиз яшаттиңлар.

13 Силәр шу чағларда Худадин жирақ болсаңларму, лекин һазир Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени билән Худаға йеқинлаштурулдуңлар.

14 Әйса Мәсиһ биз йәһудийлар билән силәр йәһудий әмәсләрни инақлаштурушниң мәнбәси. У бизләрни бирләштүрүп, бир-биримизни айривәткән дүшмәнлик тосуқни бузуп ташлиди.

15 Әйса Мәсиһ Өзиниң тенини қурван қилиш арқилиқ йәһудий әмәсләрни чәткә қақидиған Тәврат қануни вә униң әмир-пәрманлирини күчидин қалдурди. Буниңдики мәхсәт, йәһудийлар вә йәһудий әмәсләрни Өзигә мәнсүп болған йеңи инсан қилип чиқиш вә уларни инақлаштуруштур.

16 У чапрас яғачқа миқлинип қурван болуш арқилиқ бир тән қилип бирләштүрүлгән икки тәрәп арисидики дүшмәнликни йоқитип, уларни Худа билән яраштурди.

17 Әйса Мәсиһ Худадин жирақ болған силәр билән Худаға йеқин болған биз йәһудийларға инақлиқ тоғрисидики Хуш Хәвәрни елип кәлди.

18 Демәк, Әйса Мәсиһниң васитиси билән һәммимиз қәлбимиздики охшаш бир Муқәддәс Роһқа тайинип Худа Атимизниң алдиға баралаймиз.

19 Шуниң үчүн силәр йәһудий әмәсләр әнди ят вә яқа жутлуқлар­дин әмәс, бәлки Худаниң муқәддәс хәлқи билән биргә Худа Падиша­ли­ғиниң пухралиридин, шундақла Худа аилисиниң әзалиридин болуңлар.

20 Һәммимиз Худа селиватқан бена болуп, әлчиләр билән пәйғәмбәрләр бу бенаниң асаси, Әйса Мәсиһ болса униң һул Тешидур.

21 Әйса Мәсиһ арқилиқ биз Рәббимизгә беғишланған муқәд­дәс ибадәтхана болуш үчүн бирләштүрүлүп өсмәктимиз.

22 Әйса Мәсиһ арқилиқ силәр йәһудий әмәсләрму биз йәһудий мәсиһийләр билән бирликтә Худа Өз Роһи арқилиқ яшайдиған ибадәтхана қилип селиниватисиләр.

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Lean sinn:



Sanasan