Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -

Колосилиқларға йезилған хәт 4 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 Әй ғоҗайинлар, қуллириңларға тоғра вә адил муамилә қилиңлар. Чүнки силәрниңму асманда ғоҗайиниңлар барлиғини унтуп қалмаңлар.


Несиһәтләр

2 Дуа қилишни тохтатмаңлар. Дуа қилғанда, пүтүн диққитиңлар билән дуа қилиңлар вә Худаға шүкүр ейтиңлар.

3 Биз үчүн йәнә шундақ дуа қилиңларки, Худа Өз хәвирини йәткүзүшимизгә йол ечип бәрсун. Шундақ болғанда, Әйса Мәсиһ һәққидики ашкарилиған сирни җакалалаймиз. Мән һазир дәл мошу Хуш Хәвәрни йәткүзүш сәвәвидин кишәнләндим.

4 Мениң бу Хуш Хәвәрни қолумдин келишичә ениқ чүшәндүрүшүм үчүнму дуа қилиңлар.

5 Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр билән алақә қилғанда, әқил-параси­тиң­ларни ишлитип, һәр бир пурсәтни қолдин бәрмәй, Хуш Хәвәрни йәткүзүңлар.

6 Уларға қилған гәп-сөзлириңлар һемишәм йеқимлиқ, уларниң диққитини тартидиған болсун. Шундақ болғанда, һәр бир адәмгә қандақ йол билән җавап беришни биливалалайсиләр.


Ахирқи салам

7 Рәббимиз йолида мән билән биллә хизмәт қиливатқан садиқ хизмәт­кар, сөйүмлүк қериндишим Тикикус мән тоғрилиқ барлиқ ишларни силәргә сөзләп бериду.

8 Уни әһвалимизни йәткүзүш вә силәр­ни илһамландуруш үчүн силәрниң алдиңларға әвәтимән.

9 Садиқ, сөйүмлүк қериндишимиз һәм жутдишиңлар болған Онесимус­ниму униң билән биргә әвәтимән. Улар бу йәрдә болуватқан һәммә ишни силәргә сөзләп бериду.

10 Мән билән биллә зинданда йетиватқан бурадирим Аристархус, шундақла Барнабаниң җийәни Маркустин силәргә салам. (Әгәр Маркус йениңларға берип қалса, уни тапилиғинимдәк күтүвелиң­лар.)

11 Юстус дәп атилип кәлгән Исаму силәргә салам ейтти. Худа­ниң Падишалиғи үчүн ишләватқан хизмәтдашлирим ичидә йәһудийлардин болған мәсиһийләр пәқәт мошуларла болуп, улар маңа чоң тәсәлла беришти.

12 Әйса Мәсиһниң хизмәткари вә жутдишиңлар болған Епафира­дин силәргә салам. У силәрниң ишәнчтә пишип йетилишиңлар, Худа­ниң пүткүл ирадисигә болған ишәнчиңларда чиң турушуңлар үчүн, һемишәм җан-дили билән дуа қилмақта.

13 Униң силәр үчүн һәм Лаодикия вә Һейраполис шәһиридики қериндашлар үчүн көп әҗир сиңдүрүп кәлгәнлиги тоғрисида силәргә гувалиқ беримән.

14 Қәдирлик тевип Луқа вә Демасму силәргә салам ейтти.

15 Лаодикиядики қериндашларға, болупму Нимфә ханимға вә униң өйидә җәм болидиған мәсиһийләр җамаитигә салам ейтқайсиләр.

16 Бу хәт араңларда оқулуп болғандин кейин, Лаодикиядики мәсиһийләр җамаити ичидиму оқулсун. Силәр йәнә Лаодикиядики мәсиһийләр җамаитигә язған хетимниму оқуңлар.

17 Аркипусқа шуни ейтиңларки, Худа униңға тапшурған вәзипини чоқум ада қилсун.

18 Мәнки Павлус бу ахирқи саламни өз қолум билән йезиватимән. Мениң пут-қоллиримниң кишәнлик екәнлигини унтумаңлар. Худа­ниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай!

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Lean sinn:



Sanasan