Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 3 - Һазирқи Заман Уйғурчә ТәрҗимисиПетрус билән Юһаннаниң току адәмни сақайтиши 1 Бир күни чүштин кейин саат үчләрдә, йәһудийлар адити бойичә мәркизий ибадәтханида дуа қилидиған вақитта, Петрус билән Юһаннаму ибадәтханиға барди. 2 Улар мәркизий ибадәтханиға йеқинлашқанда, бир туғма току адәмму бу йәргә әкелиниватқан еди. Һәр күни кишиләр уни ибадәтханиға киргәнләрдин сәдиқә тиләп җан бақсун дәп, мәркизий ибадәтханиниң «Гөзәл дәрваза» дәп атилидиған ишиги алдиға әкелип қоятти. 3 Току адәм Петрус билән Юһаннаниң мәркизий ибадәтханиға кирип кетиватқинини көрүп, улардин сәдиқә тилиди. 4 Улар току адәмгә диққәт билән қариғандин кейин, Петрус: — Бизгә қара, — деди. 5 Тиләмчи улардин бир нәрсә күтүп, көзлирини тикип қарап туратти. 6 Бирақ Петрус униңға: — Мәндә алтун яки күмүч йоқ, лекин қолумда барини саңа берәй. Насирәлик Әйса Мәсиһниң нами билән буйруймәнки, орнуңдин туруп маң! — дедидә, 7 уни оң қолидин тартип, йөләп турғузди. Шу ан у адәмниң пут вә ошуқ беғишлириға күч кирип, 8 орнидин чачрап туруп меңишқа башлиди. У меңип вә сәкрәп, Худаға мәдһийә ейтқан һалда улар билән биллә мәркизий ибадәтхана һойлисиға кирди. 9 Униң меңип Худаға мәдһийә ейтиватқинини көргән җамаәт 10 униң мәркизий ибадәтханиниң «Гөзәл дәрвазиси» алдида тиләмчилик қилип олтиридиған һелиқи киши екәнлигини тонуп, һаң қетип қелишти. Петрусниң мәркизий ибадәтханидики сөзлири 11 Һәммә адәм һелиқи пути сақайған адәмни көрүш үчүн ибадәтханидики «Сулайман пешайвини» дегән йәргә жүгрәп келишти. Улар униң сақ пети Петрус билән Юһаннаға чиң есилип турувалғанлиғини көрүп, һәйран болушти. 12 Бу әһвални көргән Петрус халайиққа мундақ деди: — Исраил қериндашлар! Бу ишқа неманчә һәйран болисиләр? Бизгә неманчә тикилип қарайсиләр? Силәр бизни өз күч-қудрити яки садақәтмәнлигигә тайинип бу адәмни маңдурди, дәп ойламсиләр? 13 Һәргиз ундақ әмәс! Һалбуки, Ибраһим, Исһақ, Яқуп қатарлиқ әҗдатлиримиз етиқат қилип кәлгән Худа Өзиниң Хизмәткари болған һәзрити Әйсаниң шан-шәривини намайән қилди. Силәр шу һәзрити Әйсани кеңәшмигә тутуп бәрдиңлар. Һаким Пилатус Уни қоюп бәрмәкчи болған болсиму, силәр Пилатусниң алдида Уни рәт қилип, «Өлтүрүш керәк!» дедиңлар. 14 Муқәддәс вә адил болған һәзрити Әйсани рәт қилип, һаким Пилатустин Униң орниға бир қатилни қоюп беришни тәләп қилдиңлар. 15 Шундақ қилип, һаятлиқни Яратқучини өлтүрдүңлар! Бирақ Худа Уни тирилдүрди. Биз мана бу вақиәниң гувачилири. 16 Мана шу һәзрити Әйсаға болған ишәнчимиз билән бу току адәмгә күч кирди. Силәр көрүп турған вә тонуйдиған бу адәм бизниң һәзрити Әйсаға болған ишәнчимиз арқилиқ сапму-сақ болди. Силәрму буни көрдүңлар. 17 Қериндашлар, мән ишинимәнки, силәр вә башлиқлириңлар һәзрити Әйсаға шунчә яманлиқ қилғанда, өзәңларниң немә қиливатқанлиғиңларни билмәттиңлар. 18 Мана бу Худаниң Қутқазғучи-Мәсиһниң зиянкәшликкә учрап өлидиғанлиғи тоғрисида пәйғәмбәрләр арқилиқ алдин-ала ейтқанлириниң әмәлгә ашурулушидур. 19 Шуниң үчүн һазир яман йоллириңлардин йенип, товва қилиңлар! Худаниң йолиға қайтиңлар! Шундақ қилғанда, Худа гуналириңларни кәчүрүм қилиду. 20 У силәргә йеңи күч ата қилип, Өзи биз үчүн тайинлиған Қутқазғучи-Мәсиһ болған Әйсани қешиңларға қайтидин әвәтиду. 21 Худа бурунқи заманларда муқәддәс пәйғәмбәрлири арқилиқ җакалиғинидәк, һәммә мәвҗудатлар йеңилинидиған вақит кәлгичә, һәзрити Әйса асманда туриду. 22 Муса пәйғәмбәр һәзрити Әйса һәққидә мундақ дегән еди: «Пәрвәрдигариңлар Худа өз қериндашлириңлар арисидин маңа охшаш бир Пәйғәмбәр тикләйду. Униң сөзлиригә толуқ әмәл қилишиңлар керәк. 23 Чүнки бу Пәйғәмбәрниң сөзини аңлимайдиғанлар Худаниң хәлқи қатаридин чиқирилип йоқитилиду». 24 Дәрвәқә, Самуил пәйғәмбәр вә униңдин кейин келип, Худаниң сөзлирини йәткүзгән пәйғәмбәрләрниң һәммиси бу күнләрдә һәзрити Әйса тоғрисида йүз беридиған ишларниму алдин-ала ейтқан. 25 Силәр бу пәйғәмбәрләрниң әвлатлирисиләр вә Худа әҗдадиңлар билән түзгән келишиминиң мирасхорлирисиләр. Чүнки Худа әҗдадимиз Ибраһимға: «Сениң әвладиң арқилиқ йәр йүзидики һәммә хәлиқләргә бәхит ата қилимән», дәп вәдә берип келишим қилған. 26 Шуниң үчүн Худа һәр бириңларни яман йоллириңлардин қайтуруп, бәхит-саадәткә ериштүрүш үчүн, Хизмәткари һәзрити Әйсани тикләп, Уни авал силәргә әвәтти. |
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti