Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 24 - Һазирқи Заман Уйғурчә ТәрҗимисиЙәһудийларниң Павлус үстидин шикайәт қилиши 1 Бәш күндин кейин баш роһаний Һанания вә ақсақаллардин бир нәччиси Тәртулус исимлиқ бир қанун натиғи билән Қәйсәрийәгә келип, Павлус тоғрисидики шикайәтләрни һаким Феликскә сунди. 2 Павлус чақиртилди. Тәртулус униң үстидин шикайәт қилип мундақ деди: — Һөрмәтлик Феликс җанаплири! Биз өзлириниң қоли астида узундин бу ян аман-есән яшап кәлмәктимиз, хәлқимизниң начар илләтлири түгитилип, чоң өзгиришләр барлиққа кәлди. 3 Буниңдин һәр вақит, һәр җайда чәксиз миннәтдармиз. 4 Мәнки Тәртулус өзлирини артуқчә аварә қилишни халимаймән. Қисқиғина әризилиримизни сәвирчанлиқ билән аңлашлирини өтүнүп сораймән. 5 Биз шуни тонуп йәттуқки, бу җедәлхор пүтүн дуниядики йәһудийлар арисида қалаймиқанчилиқ пәйда қилип, уларни Рим һакимийитигә қарши чиқишқа күшкүртүватқан бөлгүнчи вә шундақла «насирәликләр» дәп аталған бир груһниң башлиқлиридин биридур. 6-7 У бизниң мәркизий ибадәтханимизниму булғимақчи болған еди, шуңа биз уни тутувалдуқ. 8 Уни сорақ қилип көрсила, бизниң әризилиримизниң тоғрилиғини чүшинәләйдила! 9 Жиғинға қатнашқан йәһудийларму бир еғиздин шикайәт қилишип, униң ейтқанлирини тәстиқләшти. Павлусниң өзини ақлиши 10 Павлус һаким Феликсниң рухситини алғандин кейин, сөз қилип мундақ деди: — Җанаплириниң узун жиллардин бери йәһудий хәлқини сорап кәлгәнлигидин хәвирим бар. Шуңа алдилирида өзәмни ақлашқа разимән. 11 Асанла биләләйдилики, мән Йерусалимға ибадәт қилишқа барғинимдин һазирғичә пәқәт он икки күнла өтти. 12 Мениң мәркизий ибадәтханида бирәр адәм билән талаш-тартиш қилғанлиғимни көргән киши йоқ вә мениң башқа ибадәтханиларда яки шәһәрниң башқа җайлирида аммини қутратқанлиғимниму көргән киши йоқ. 13 Улар җанаплириға мениң үстүмдин қилған шикайәтлиригә испат көрситип берәлмәйду. 14 Бирақ бирла ишни етирап қилимәнки: мән йәһудийлар хата еқим, дәп қариған һәзрити Әйсаниң йоли билән меңип, әҗдатлиримиз әзәлдин етиқат қилған Худаға ибадәт қилимән. Тәвратта вә башқа Пәйғәмбәрләрниң Язмилирида йезилғанларниңму һәммисигә ишинимән. 15 Мошу йәһудийларға охшаш, мәнму пүтүн инсанларниң яхши-яман болушидин қәтъий нәзәр, һәммисиниң өлгәндин кейин сорақ қилиниши үчүн өлүмдин қайта тирилдүрүлидиғанлиғиға ишинимән. 16 Шу сәвәптин өзәм һемишәм Худа алдидиму, инсанлар алдидиму пак вижданлиқ болушқа тиришимән. 17 Мән Йерусалимдин кәткинимгә хелә жиллар болған болуп, бу қетим у йәргә йәһудий қериндашлиримға ярдәм пул йәткүзүп бәргили вә Худаға қурванлиқ қилғили барған едим. 18 Үстүмдин шикайәт қилған йәһудийлар мени мәркизий ибадәтхана һойлисида учратқинида, мән тазилиниш диний қаидисидин өтүп, сәдиқәмни сунувататтим, әтрапимға адәм топлиғинимму йоқ, қалаймиқанчилиқ чиқарғинимму йоқ. 19 Асия өлкилик әшу йәһудийларниң мениң үстүмдин шикайәтлири болса, әсли улар өзлири келип, җанаплириниң алдида дейиши керәк еди. 20 Болмиса қени мошу жиғиндикиләр Йерусалимдики йәһудий алий кеңәшмисидә сорақ қилинған вақтимда, мениңдин қандақ җинайәт тепилғанлиғини ейтип бақсун. 21 Пәқәт шуни етирап қилимәнки, йәһудий алий кеңәшмисидә сорақ қилинған вақтимда, «Бүгүн өлгәнләрниң қайта тирилишигә ишәнгәнлигим үчүнла, силәрниң сориғиңларға тартиливатимән!» дәп вақириған едим. Буниңда немә гуна бар?! 22 Рәббимизниң йолиға нисбәтән хелә билими болған Феликс сорақни тохтитип, уларға: — Давариңлар тоғрисидики һөкүмни командан Лисияс кәлгәндә чиқиримән, — деди. 23 У йүз бешиға Павлусни давамлиқ тутуп турушни, лекин униңға бир аз кәң муамилә қилип, дост-бурадәрлириниң униң турмуш еһтияҗини тәминләп турушиға йол қоюшни буйриди. Павлус һаким Феликс вә униң рәпиқиси Друсиланиң алдида 24 Бир нәччә күндин кейин һаким Феликс йәһудий аяли Друсила билән биллә келип, Павлусни чақиртип, униңдин Қутқазғучи-Мәсиһ Әйсаға ишиниш йолини аңлиди. 25 Павлус Худаниң алдида һәққаний яшаш, өзини тутувелиш, қиямәт күнидики соал-сорақ қилиниш қатарлиқлар тоғрисида тохталғанда, вәһимигә чүшкән Феликс униңға: — Һазирчә қайтип турсиңизму болиду. Кейин вақтим чиққанда йәнә чақиртимән, — деди. 26 У Павлусниң пара беришини күтәтти, шуниң үчүн уни пат-пат чақиртип, униң билән сөзлишәтти. 27 Икки жилдин кейин һаким Феликсниң орниға Поркиюс Фестус һаким болди. Феликс йәһудийларға яхши көрүнүш үчүн Павлусни солақта қалдурди. |
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti