Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -


Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 22 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

1 — Һөрмәтлик йәһудий атилар вә ака-укилар! Әнди өзәмни ақлайдиған сөзлиримгә қулақ селиңлар, — деди Павлус.

2 Улар Павлусниң арамий тилида сөзлигинини аңлап, техиму җим болушти. Павлус сөзини давамлаштуруп:

3 — Мәнму бир йәһудий, Киликийә өлкисиниң Тарсус шәһиридә туғулдум, лекин Йерусалимда чоң болдум. Даңлиқ Тәврат устази Ғама­лийилдин тәлим елип, әҗдатлиримиздин қалған Тәврат қану­ниға қаттиқ риайә қилип кәлдим. Силәргә охшаш Худа йолида пүтүн вуҗудум билән қизғин ишлигән едим.

4 Һәзрити Әйса йолида маңған­ларға зиянкәшлик қилип, уларниң өлүшигә сәвәпчи болдум. Һәзрити Әйсаға әгәшкәнләрни әр-аял демәй тутуп, зинданға ташлаттим.

5 Бу тоғрилиқ баш роһаний вә пүткүл алий кеңәшмә мениң сөзлиримниң растлиғини испатлап берәләйду. Мән улардин Дәмәшқтики йәһудий башлиқларға йезилған хәтләрни елип, у йәрдики һәзрити Әйсаға ишинидиғанларни җазалаш үчүн, Йерусалимға кишәнләп елип келиш нийитидә йолға чиққан едим.

6 Чүшкә йеқин Дәмәшққә йетип келишкә аз қалғинимда, туюқсиз асмандин бир күчлүк нур чүшүп, әтрапимни йорутувәтти.

7 Йәргә жиқилдим. Андин «Саул, Саул, Маңа немишкә зиянкәшлик қилисән?» дегән авазни аңлидим.

8 «Әй Рәббим, Сән Кимсән?» дәп сорисам, У: «Мән сән зиянкәшлик қиливатқан насирәлик Әйса!» деди.

9 Мән билән биллә кетиватқанлар у нурни көргән болсиму, лекин маңа қилинған сөзләрни чүшәнмәпту.

10 Мән йәнә: «Әй Рәббим, мән немә қилай?» дәп сорисам, У маңа: «Орнуңдин тур, Дәмәшққә кир, Худа саңа тапшурған ишларниң һәммисини у йәрдә уқисән!» деди.

11 Һелиқи күчлүк нурдин көзлирим көрмәс болуп қалди. Шуңа йенимдикиләр қолумдин йетәкләп, Дәмәшққә елип кирди.

12 У йәрдә Һанания исимлиқ бир киши бар еди. У Худаға садақәтмән, Тәврат қанунимизға қаттиқ әмәл қилидиған киши болуп, Дәмәшқ­тики пүтүн йәһудийларниң һөрмитигә сазавәр еди.

13 У келип, йенимда туруп: «Қериндишим Саул, көзлириң әслигә кәлсун», деди. Шу ан көзлирим әслигә келип, уни көрдүм.

14 У маңа: «Әҗдатлиримиз етиқат қилип кәлгән Худа сени Өзиниң ирадисини билишиң үчүн таллиди. У йәнә Өзиниң адил Хизмәткари болған һәзрити Әйсани көрүшүң үчүн вә Униң ағзидин чиққан сөзләрни аңлишиң үчүн сени таллиди.

15 Чүнки сән көргән-аңлиғанлириңни пүтүн инсанларға йәткүзисән!

16 Шундақ екән, сән йәнә немини күтүп турисән? Орнуңдин туруп, чөмүл­дүрүлгин вә Рәббимизгә дуа қилип, гуналириңдин паклан», деди.

17 Кейин Йерусалимға қайтип кәлдим. Мәркизий ибадәтханида дуа қиливатқинимда, көзүмгә бир ғайибанә аламәт көрүнди.

18 Бу аламәттә мән Рәббим Әйсани көрдүм. У маңа: «Йерусалимдин дәрһал кәт, чүнки бу йәрниң адәмлири сениң Маңа қилған гувалиғиңни қобул қилмайду», деди.

19 Мән: «Әй Рәббим, улар мениң һәммә йәрдә ибадәтханиларға кирип, Саңа ишәнгәнләрни тутқун қилип урғанлиғимни билиду.

20 Хәлиқни Саңа ишинишкә дәвәт қилған Истипан өлтүрүлгәндә, мәнму шу йәрдә едим. Уни өлтүргәнләрниң кийимлирини сақлап, қилмишлириға қошулған едим! Мән бу йәрдә турсам, улар мениң гепимгә чоқум ишиниду», дедим.

21 Бирақ Рәббим Әйса маңа йәнә: «Йерусалимдин чиқип кәт. Сени жирақ җайларға, йәһудий әмәсләрниң арисиға әвәтимән», деди.

22 Павлусниң сөзлиригә баштин аяқ қулақ селиватқан халайиқ униң йәһудий әмәсләр һәққидики сөзини аңлаш биләнла: — Уни йоқитиш керәк! Өлтүрүш керәк! У өлүшкә тегишлик! — дәп чуқан селишти.

23 Улар бир тәрәптин чуқан селип, бир тәрәптин кийим­лирини пулаңлитип, топа соруп, чаң чиқиривәтти.

24 Рим коман­дани Павлусни қорғанға әкирип кетишкә әмир қилди вә халайиқниң униңға немә үчүн бундақ чуқан салидиғанлиғини тәкшүрмәкчи болуп, ләшкәрлиригә уни қамчилап сорақ қилишни буйриди.

25 Улар Павлусни түврүккә бағлап қамчилимақчи болғанда, Павлус йенида турған йүз бешиға: — Бир Рим пухрасини сотлимайла қамчилишиңлар қанунға уйғунму? — деди.

26 Бу сөзни аңлиған йүз беши команданниң алдиға берип: — У киши Рим пухраси екән. Сиз немә иш қиливатқанлиғиңизни бил­мәмсиз?! — деди.

27 Командан Павлусниң алдиға берип, униңдин: — Ейтқин, сән расттинла Рим пухрасиму? — дәп сориди. — Раст, — дәп җавап бәрди Павлус.

28 — Мән нурғун пул хәшләп, аран пухралиқ салаһийитигә егә бол­дум, — деди командан. Павлус: — Мән туғулушумдин шундақ, — деди.

29 Шуниң билән Павлусни сораққа тартмақчи болған ләшкәрләр дәрһал өзини чәткә алди. Уни бағлатқан команданму униң Рим пух­раси екәнлигини билип, қорқуп кәтти. Чүнки у бир Рим пухрасини қанунсиз һалда бағлап, қамчилашқа әмир қилған еди.


Павлусниң алий кеңәшмидә өзини ақлиши

30 Командан йәһудийларниң Павлусниң үстидин қилған шикайити­ниң сәвәвини һәқиқий билиш үчүн, әтиси уни йешиветип, алий роһаний­лар вә пүтүн йәһудий алий кеңәшмисидикиләрниң бир йәргә жиғилишини буйриди. Андин Павлусни елип келип, уларниң алдиға турғузди.

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Lean sinn:



Sanasan