Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -


Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 15 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси


Йерусалимдики жиғин

1 Һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзи йәһудийлар Йәһудийә өлкиси­дин келип, Антакядики йәһудий әмәс мәсиһийләргә: — Силәр Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәвраттики хәтнә қилиниш һәққидики бәлгүлимини қобул қилмисаңлар, қутқузул­майсиләр, — дәп тәлим беришкә башлиди.

2 Бу мәсилә тоғрисида Павлус билән Барнаба иккиси улар билән кәскин муназирә вә талаш-тартиш қилишти. Шуңа Антакядики мәсиһий­ләр Павлус билән Барнабаға бир нәччә адәм қошуп: «Бу мәсилини һәл қилиш үчүн Йерусалимға берип, башқа әлчиләр вә мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилири билән көрүшүңлар», дәп қарар қилди.

3 Шундақ қилип, Антакядики мәсиһийләр Павлусларни йолға салди. Улар сәпиридә Фәникийә райони вә Самарийә өлкисини бесип өтүп, барғанла йеридә йәһудий әмәсләрниңму яман йоллиридин йенип, һәзрити Әйсаға йүзләнгәнлик вақиәсини сөзлиди. Бу хәвәрни аңлиған пүткүл мәсиһийләр наһайити хурсән болушти.

4 Павлуслар Йерусалимға кәлгинидә, әлчиләр, йетәкчиләр вә башқа мәсиһийләрниң қарши елишиға муйәссәр болди. Улар көпчиликкә Худаниң өзлири арқилиқ қилған ишлирини йәткүзди.

5 Лекин пәрисий диний еқимидикиләрдин һәзрити Әйсаға ишәнгән бәзиләр орнидин турушуп: — Һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудий әмәсләрму хәтнә қилинмиса болмайду. Униңдин башқа Тәвраттики барлиқ түзүмгә әмәл қилиши керәк, — деди.

6 Шуңа әлчиләр билән йетәкчиләр бу мәсилини музакирә қилиш үчүн җәм болушти.

7 Узун сөһбәтлишиштин кейин Петрус орнидин туруп мундақ деди: — Қериндашлар, Худаниң мени бир нәччә жил бурун силәрниң ичиңлардин йәһудий әмәсләргә Хуш Хәвәр йәткүзүп, уларни һәз­рити Әйсаға ишәндүрүшкә таллиғанлиғидин хәвириңлар бар.

8 Инсан­ларниң қәлбини билидиған Худа Өзиниң Роһини бизгә ата қилғини­дәк, йәһудий әмәсләргиму ата қилди. Буниң билән Худа йәһудий әмәсләрниму қобул қилидиғанлиғини билдүрди.

9 Худа уларни биз билән тәң көрди. Уларниң һәзрити Әйсаға болған ишәнчи арқилиқ Худа уларниң қәлбилирини пак қилди.

10 Әһвал мана шундақ екән. Әнди силәр немә үчүн йәһудий әмәсләрниң боюнлириға шунчә еғир жүкни артмақчи болисиләр? Уни өзимиз вә әҗдатлиримизму көтирәл­мигән турсақ! Ундақ қилсаңлар, Худаниң йолини синиған болмам­силәр?!

11 Яқ! Ундақ қилмаңлар! Биз йәһудийлар Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқитигә тайинип, ишәнчимиз арқилиқ қутқузулғандәк, улар­му шундақ қутқузулиду!

12 Петрус гепини аяқлаштурғандин кейин, өйдә җим-җитлиқ һөкүм сүрди. Андин Барнаба билән Павлус чиқип, Худаниң өзлири арқилиқ йәһудий әмәсләрниң арисида көрсәткән барлиқ мөҗүзә вә карамәт­лирини баян қилди.

13 Улар сөзләп болғандин кейин, Яқуп мундақ деди: — Қериндашлар, қулақ селиңлар!

14 Баятин Петрус Худаниң йәһу­дий әмәсләргиму көңүл бөлидиғанлиғини, йәһудий әмәсләрниң ариси­динму адәм таллап, Өзиниң хәлқи қилғанлиғини чүшәндүрүп өтти.

15 Пәйғәмбәрләрниң ейтқанлириму буниңға пүтүнләй уйғун келиду. Муқәддәс Язмиларда Худаниң Амос пәйғәмбәргә ейтқан мону сөзлири йезилған:

16 «Кейин Мән қайтип келип, падиша Давутниң вәйран болған падишалиғини қайтидин қуруп чиқимән. Уни харабиликтин қайта қуруп, әслигә кәлтүримән.

17 Шундақ қилип, башқа һәр қандақ адәм, җүмлидин Мән Өз хәлқим болушқа чақирған йәһудий әмәсләрму Мени тапиду. Мән — силәрниң Пәрвәрдигариңлар,

18 худди бурунла вәдә қилғинимдәк, бу ишларни әмәлгә ашуримән!»

19 Яқуп сөзини хуласиләп, мундақ деди: — Шуниң үчүн мениңчә Худаға ишәнгән йәһудий әмәсләргә орун­сиз тәләп қоймаслиғимиз керәк!

20 Пәқәт уларға: «Бутларға атап нәзир қилинған гөшләрни йемәңлар, җинсий әхлақсизлиқ қилмаңлар, қанни вә боғуп өлтүрүлгән һайванниң гөшлириниму йемәңлар!» дәп тапилап, бир парчә хәт язайли.

21 Чүнки йәһудийлар Муса пәйғәмбәр арқилиқ чүширилгән Тәврат қанунидики бу тәлимләрни узундин бери һәр дәм елиш күни һәр қайси шәһәрдики ибадәтханиларда жиғилип, үгинип кәлгән.


Йәһудий әмәс мәсиһийләргә йезилған хәт

22 Шундақ қилип, әлчиләр, йетәкчиләр вә Йерусалимдики башқа пүтүн мәсиһийләр өзлириниң арисидин бир нәччә адәмни таллап, уларни Павлус вә Барнаба билән биллә Антакяға әвәтишни қарар қилди. Йәһуда (Барсаба дәпму атилиду) билән Силас буниңға тал­лан­ди. Бу иккиси бурундин мәсиһийләрниң һөрмитигә сазавәр болуп кәлгән еди. Хәттә мундақ йезилған:

23 «Һөрмәтлик Антакя, Сурийә вә Киликийә өлкилири­дики барлиқ йәһудий әмәс мәсиһийләр! Йерусалимдики қериндашлириңлардин, йәни биз әлчиләр билән йетәкчи­ләрдин силәргә салам!

24 Биздин йениңларға барған бәзи кишиләрниң сөзлири силәрни беарам вә паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ. Лекин биз уларниң ундақ сөзләрни қилишини тапшурмиған едуқ.

25 Шу сәвәптин биз бу ишни музакирә қилғандин кейин, аримиздин бир нәччә кишини таллап, уларни қәдирдан достлиримиз Барнаба вә Павлус билән биллә йениңларға әвәтишни қарар қилдуқ.

26 Бу иккиси һаятиниң хәтәргә учришиға қаримай, Рәббимиз Әйса Мәсиһниң хизмитидә болған кишиләрдур.

27 Шуңа биз Йәһуда билән Силасниму хетимиздики қарарлиримизни силәргә өз ағзи билән сөзләп бәрсун дәп, йениңларға әвәтишни қарар қилдуқ.

28 Мәхсәткә кәлсәк, биз Муқәддәс Роһниң ярдими билән зөрүр болған икки-үч бәлгүлимидин сирт силәргә һәр қандақ бир еғир жүк жүклимәсликни қарар қилдуқ.

29 Зөрүр болған бәлгү­ли­миләр төвәндикичә: Бутларға атап нәзир қилинған гөшләр­ни йемәңлар. Қанни вә боғуп өлтүрүлгән һайванниң гөшлири­ниму йемәңлар. Җинсий әхлақсизлиқ қилмаңлар. Силәр мошу бир нәччә иштин хали болсаңлар, яхши қилған болисиләр. Силәргә аманлиқ тиләймиз!»

30 Вәкилләр йолға чиқип, Барнаба вә Павлус билән биллә Антакяға барди. У йәрдә пүтүн мәсиһийләрни жиғип, хәтни уларға тапшурди.

31 Улар хәттики мәдәт беридиған сөзләрни оқуп, интайин хурсән болушти.

32 Йәһуда вә Силаслар пәйғәмбәр болуп, мәсиһийләргә нурғун сөзләрни қилип, уларни илһамландуруп, ишәнчини күчәйт­ти.

33 Йерусалимдин кәлгәнләр у йәрдә азирақ вақит туруп, Йерусалим­дики өзлирини әвәткән мәсиһийләрниң қешиға қайтти. Антакядики мәсиһийләр уларни узитип, сәпиригә аманлиқ тилиди.

34-35 Лекин Павлус вә Барнаба Антакяда йәнә бир мәзгил туруп, башқа нурғун кишиләр билән биллә Рәббимиз Әйса тоғрисидики тәлимни йәткүзүп турди.


Павлус билән Барнабаниң айрилип кетиши

36 Аридин бир аз вақит өткәндин кейин Павлус Барнабаға: — Биз бурун Рәббимизниң Хуш Хәвирини йәткүзгән һәммә шәһәр-йезиларға берип, мәсиһийләрниң әһвалини көрүп келәйли, — деди.

37 Барнаба мақул көрүп, Юһанна (Маркус)ни биллә елип бармақчи болған еди.

38 Бирақ Павлус буни дана пикир әмәс дәп қариди. Чүнки Маркус алдинқи қетим улар билән биллә ишләшни давамлаштурмай, Памфилийә өлкисидә улардин айрилип кәткән еди.

39 Павлус билән Барнаба бу иш үстидин қаттиқ талаш-тартиш қилишип, ахир бир-биридин айрилип кетишти. Барнаба Маркусни елип, кемигә олтирип, Сипрус арилиға кәтти.

40 Павлус болса Силасни таллап, мәсиһий­ләрниң өзи билән Силасни Худаға аманәт қилиши билән улардин айрилип йолға чиқти.

41 Павлуслар Сурийә вә Киликийә өлкилирини арилап, һәр қайси җайларда мәсиһийләр җамаитидики кишиләрниң ишәнчини күчәйтти.

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Lean sinn:



Sanasan