Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -


Һәзрити Әйса әлчилириниң паалийәтлири 10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси


Римлиқ йүз бешиға периштәниң көрүнүши

1 Қәйсәрийә шәһиридә Корнилий исимлиқ бир адәм болуп, у Рим қошунидики «Италия» дәп аталған қисимниң йүз беши еди.

2 У Худани қәдирләйдиған адәм болуп, өзи вә өйдикилириниң һәммиси Худаға ибадәт қилатти. У гәрчә йәһудийларниң хуши йоқ римлиқлардин болсиму, мәртлик билән намрат йәһудийларға пул берәтти вә дайим Худаға дуа қилатти.

3 Бир күни чүштин кейин саат үчләрдә униңға бир ғайибанә аламәт көрүнди. У Худаниң бир периш­тәсиниң өзиниң йениға кәлгәнлигини очуқ көрди. Периштә уни: — Корнилий! — дәп чақирди.

4 Корнилий интайин чөчүгән һалда униңға көзлирини тикип: — Тәхсир, немә иш? — дәп сориди. Периштә униңға: — Сениң дуалириң вә намратларға қилған хәйир-сахавитиң һәққи­дики хәвәрләр Худаға йәтти.

5 Әнди сән Җаффаға адәм әвәтип, Симун Петрус исимлиқ кишини чақиртип кәл.

6 У Шимон исимлиқ бир терә әйлигүчиниң өйидә меһман болуп туруватиду. Шимонниң өйи болса деңиз бойида, — деди.

7 Униңға гәп қилған периштә ғайип болғандин кейин, Корнилий өй хизмәтчилиридин иккисини вә шәхсий ярдәмчилири ичидики садақәт­мән бир ләшкәрни чақирди.

8 Болған ишларни уқтурғандин кейин, уларни Җаффаға әвәтти.


Петрусқа Худадин көрүнүш келиши

9 Әтиси улар Җаффаға йеқин барғанда, чүш вақти болуп, Петрус дуа қилиш үчүн өгүзгә чиқти.

10 Униң қосиғи ечип, бир нәрсә йегүси кәлгән еди. Тамақ тәйярлиниватқанда, Петрусниң көзигә бир ғайибанә аламәт көрүнди.

11 Асман ечилип, кәң дәстихандәк бир нәрсиниң төрт бүҗигидин бағланған һалда йәр йүзигә чүшириливатқанлиғидәк бир һаләтни көрди.

12 Дәстиханда һәр хил төрт путлуқ һайванлар, йәр-беғирлиғучилар, учар қанатларму бар болуп, уларниң арисида һарам һайванларму бар еди.

13 Униңға: — Орнуңдин тур, Петрус, уларни союп йә! — дегән аваз аңланди.

14 — Әй Рәббим, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һеч қандақ напак, һарам нәрсини ағзимға алған әмәсмән! — деди Петрус.

15 Бирақ Петрусқа йәнә: — Худа һалал дегәнни сән һарам десәң болмайду, — дегән аваз аңланди.

16 Бу иш үч қетим тәкрарлинип, дәстиханға охшайдиған һелиқи нәрсә асманға елип чиқип кетилди.

17 Петрус көзигә көрүнгән аламәтниң мәнасини чүшинәлмәй ойлап турғанда, Корнилий әвәткән кишиләр Шимонниң өйини тепип, дәр­ваза алдида туруп:

18 — Симун Петрус исимлиқ бир меһман бу йәрдә турамду, қандақ? — дәп вақириди.

19 Петрус техичә һелиқи ғайибанә аламәтниң мәнаси зади немиду, дәп ойлавататти. Муқәддәс Роһ униңға: — Сени үч адәм издәп кәлди.

20 Пәскә чүш. Улар йәһудий болми­симу, уларни капир демәй вә иккиләнмәй улар билән биллә бар, чүнки уларни Мән әвәттим, — деди.

21 Петрус пәскә чүшүп, һелиқи адәмләргә: — Силәр издигән киши мән болимән. Бу яққа келишиңларниң сәвәви немикин? — дәп сориди.

22 — Бизни римлиқ йүз беши Корнилий әвәтти. У Худаға ибадәт қилидиған дурус адәм болуп, пүтүн йәһудий хәлқиниң һөрмитигә сазавәрдур. Худаниң бир муқәддәс периштәси униңға сизни өйигә чақиртип, тәлимиңизни аңлашни буйруған, — дәп җавап бәрди улар.

23 Бу сөзләрни аңлиған Петрус уларни өйгә тәклип қилип, қонду­руп меһман қилди. Әтиси Петрус улар билән биллә йолға чиқти. Җаффадики мәсиһий­ләрниң бәзилириму улар билән биллә барди.

24 Иккинчи күни улар Қәйсәрийәгә йетип барди. Корнилий туққанлири вә йеқин яр-бурадәрлирини өйигә жиғип, Петрусларни күтүп туратти.

25 Петрус өйгә киргәндә, Корнилий алдиға чиқип, айиғиға баш қоюп сәҗдә қилди.

26 Петрус дәрһал уни йөләп турғузуп: — Орнуңиздин туруң! Мәнму сизгә охшашла бир адәм! — деди.

27 Петрус Корнилийгә гәп қилғач өйгә кирди. У өйниң ичигә жиғил­ған җамаәтни көрүп,

28 уларға: — Силәргә мәлумки, биз йәһудийларниң йәһудий әмәсләр билән алақә қилишимиз әнъәнивий қаидимизгә хилап, һәтта өйлириңларға кирсәкму болмайду. Лекин Худа маңа бир көрүнүш арқилиқ һәр қан­дақ кишини напак демәслигим керәклигини көрсәтти.

29 Шуниң үчүн силәр адәм әвәтип мени чақирғанда, иккиләнмәй алдиңларға кәлдим. Әнди мениң соримақчи болғиним, мени немишкә чақирдиңлар? — деди.

30 Корнилий мундақ деди: — Төрт күнниң алдида, дәл мошу вақитта, йәни чүштин кейин саат үчләрдә, мән өйдә дуа қиливататтим. Туюқсиз кийимлиридин нур чақнап туридиған бир периштә адәм шәклидә алдимда пәйда болуп:

31 «Корнилий! Дуайиң Худаға йәтти. Худа намратларға қилған хәйир-саха­­витиңдинму хәвәрдар.

32 Шуңа Җаффаға адәм әвәтип, Симун Петрус исимлиқ адәмни чақиртип кәл. У терә әйлигүчи Шимонниң өйидә меһман болуп туриду. Шимонниң өйи деңиз бойида», деди.

33 Шуниң үчүн дәрһал өзлирини чақирип келишкә адәм әвәткән едим. Өзлири­ниң қәдәм тәшрип қилғанлири толиму убдан болди. Әнди биз һәммимиз Худа өзлиригә дегән барлиқ сөзләрни аңлаш үчүн Худаниң алдида тәйяр туруптимиз.


Худаниң йәһудий әмәсләрниму қобул қилиши

34-35 Петрус сөзини башлап мундақ деди: — Худаниң һәр қандақ адәмни, мәйли у қайси милләттин болуши­дин қәтъий нәзәр тәң көридиғанлиғини, садақәтмән вә тоғра иш қилидиған киши болсила, Худаниң уни қобул қилидиғанлиғини әнди чүшәндим.

36 Силәр Худа исраил хәлқигә йәткүзгән Хуш Хәвәрни аңлиғанғу. Худа пүтүн инсанларниң Егиси болған Әйса Мәсиһ арқилиқ бизни Өзи билән яраштурди.

37 Силәрниң Йәһия пәйғәмбәр чөмүлдүрүш чақириғини йәткүзгәндин тартип, Җәлилийә өлкисидин башлап пүткүл Йәһудийә зиминлирида йүз бәргән насирәлик Әйсаға мунасивәтлик зор вақиәләрдин хәвириңлар бар.

38 Худа Уни тайинлап, Униңға Өзиниң Муқәддәс Роһи вә күч-қудритини ата қилди. У һәммә йәрни кезип, яхши ишларни қилип, шәйтанниң илкидә болғанларниң һәммисини сақайтти, чүнки Худа Униңға яр еди.

39 Биз әлчиләр Униң Йерусалим вә Исраилниң башқа йәрлиридә қилған пүтүн ишлириниң гувачилири. Гәрчә һәзрити Әйса Йерусалимда чапрас яғачқа миқлинип өлтүрүлгән болсиму,

40-41 үчинчи күни Худа Уни қайта тирилдүрүп кишиләр арисида намайән қилди. Бирақ һәммә кишигә әмәс, пәқәт Өзи таллиған гувачилар, йәни У өлүмдин тирилгәндин кейин Униң билән бир дәстиханда олтарған биз әлчиләр арисида намайән қилди.

42 У бизниң Хуш Хәвәрни йәткүзүшимизни, тирикләр вә өлгәнләрниң Сорақчиси қилинип тайинланған Кишиниң Өзи екәнлигини хәлиққә җакалишимизни буйриди.

43 Пәйғәмбәр­ләрниң һәммиси У һәқтә: «Һәзрити Әйсаға ишәнгәнләрниң гуналири Униң нами билән кәчүрүм қилиниду», дегән.


Муқәддәс Роһниң йәһудий әмәс милләтләргә чүшүши

44 Петрус Худаниң бу сөзлирини қиливатқанда, аңлаватқан һәммә кишиниң вуҗудиға Муқәддәс Роһ чүшти.

45 Петрус билән биллә Җаффадин кәлгән һәзрити Әйсаға ишәнгән йәһудийлар Худаниң Муқәддәс Роһни йәһудий әмәсләргиму ата қилғанлиғини көрүп бәк һәйран болушти.

46 Уларниң башқиларниң өзлиригиму намәлум болған тилларда сөзлишип, Худаниң улуқлуғини мәдһийиләватқанлиғини аңлиғанлиғи шүбһисиз еди. Шуңа Петрус:

47 — Худа худди бизгә ата қилғандәк, уларғиму Муқәддәс Роһни ата қилған турса, уларни суға чөмүлдүрүшни қобул қилишқа ким қошул­матти?! — деди.

48 Шуниң билән Петрус уларниң Әйса Мәсиһниң намида чөмүл­дүрү­лүшини буйриди. Кейин уларниң тәливи бойичә Петрус улар билән биллә бир нәччә күн турди.

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Lean sinn:



Sanasan