Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -


Коринтлиқларға йезилған иккинчи хәт 13 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси


Ахирқи агаһландуруш вә саламлар

1 Бу йениңларға үчинчи қетим беришим болиду. Әгәр араң­лардики бирәрсини җазалаш тоғра кәлсә, Муқәддәс Язмилар­дики: «Һәр қандақ әризиниң раст-ялғанлиғи аз дегәндә икки яки үч гувачиниң гувалиғи билән испатлиниши керәк», дегән айәт бойичә қилимән.

2 Йениңларға иккинчи қетим барғинимда, бурун гуна қилған­ларни агаһландурған едим. Һазир йениңларда болмисамму, йәнә агаһландурмақчимәнки, әнди барғинимда, барлиқ гуна қилғучиларға кәңчилик қилмаймән.

3 Кәңчилик қилмаслиғимдики сәвәп, араңлар­дики бәзиләр Әйса Мәсиһниң мән арқилиқ сөзләватқанлиғиға испат тәләп қилип келиватиду. Буниң испатини бу қетим йениңларға берип гунакарларни бир тәрәп қилғинимда көрисиләр. Чүнки Әйса Мәсиһ алдиңларда аҗиз әмәс, бәлки интайин қудрәтликтур.

4 У қаримаққа аҗизлиқ ичидә чапрас яғачқа миқланған болсиму, лекин Худаниң қудрити билән йәнила һаяттур. Бизму Униңға охшаш қаримаққа аҗиз болсақму, Худаниң қудрити билән Униңға бағлинип яшап, силәргә хизмәт қилмақтимиз.

5 Ишәнчиңларниң һәққиқий яки әмәслигини билиш үчүн өз-өзәңларни тәкшүрүп көрүңлар, синап беқиңлар. Әйса Мәсиһниң араңларда екәнлигини билишиңлар керәк. Ундақ болмиғанда, бу силәрниң синақтин өтәлмигиниңлар болмамду?!

6 Мениң әлчилик синиғидин өткәнлигимни билип қелишиңларни үмүт қилимән.

7 Силәрниң һеч қандақ яман иш қилмаслиғиңлар үчүн Худаға дуа қилимән. Бу мениң әлчилик синиғидин өтти дәп қарилишим үчүн әмәс. Һәтта синақтин өтмиди, дәп қаралсамму, мәйли. Муһими силәрниң тоғра иш қилишиңлардур.

8 Биз һәқиқәткә зит ишларни қилмастин, һәқиқәт бойичә иш қилишимиз керәк.

9 Ишәнчиңлар күчийип, силәрни әйипләшкә «аҗиз» көрүнсәм, хошал болаттим. Биз шундақ дуа қилимизки, силәр һәммә ишта толуқ йетилгәйсиләр.

10 Рәббимиз маңа силәрни бәрбат қилиш үчүн әмәс, йетилдүрүш үчүн бәргән һоқуқ билән йениңларға барғинимда, силәргә қаттиқ муамилидә болуп қалмаслиғим үчүн, йениңларға бериштин бурун бу хәтни яздим.

11 Әң ахирида, қериндашлар, хошал-хорам болуңлар, ишәнчтә йетил­гән адәм болуп чиқиш үчүн тиришиңлар. Несиһәтлиримни қобул қилип, бир нийәт, бир мәхсәттә инақ өтүңлар. Меһир-муһәббәт вә аманлиқ мәнбәси болған Худа силәр билән биллә болғай!

12 Бир-бириңлар билән меһриванларчә саламлишиңлар.

13-14 Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқидин силәргә салам. Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити, Худаниң меһир-муһәббити вә Муқәддәс Роһниң һәмралиғи силәргә яр болғай!

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Lean sinn:



Sanasan