Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -


Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт 16 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси


Йерусалимдики мәсиһийләргә сәдиқә бериш тоғрисида

1 Хетиңларда язған Йерусалимдики мәсиһийләргә берилидиған сәдиқә ишиға кәлсәк, силәрму Галатия өлкисидики җамаәтләргә ейтқинимдәк қилиңлар.

2 Һәр йәкшәнбә күни һәр бириңлар һәптилик тапавитиңларға қарап, униң мәлум қисмини сәдиқигә аҗритип топлаң­лар. Шундақ қилсаңлар, йениңларға барғинимда пул топлинип болған болиду.

3 Мән йениңларға барғинимда, сәдиқәңләрни елип бериш үчүн өзәңлар таллиған кишиләрни тонуштуруш хетим билән Йерусалимдики җамаәтниң йетәкчилиригә әвәтимән.

4 Әгәр өзәмниң беришиға тоғра кәлсә, улар билән биллә баримән.


Павлусниң планлири

5 Македонийә өлкисигә барғандин кейин йениңларға баримән. Чүнки Македонийәдин өтмәкчимән.

6 Бәлким йениңларда бир мәз­гил турушум вә һәтта қишни силәр билән биллә өткүзүшүмму мүм­кин. Кейин қәйәргә бармақчи болсам, силәр ярдәм қилип, мени йолға селип қоярсиләр.

7 Бу қетим силәрни йол үстидила көрүп өтүп кетишни халимаймән. Худа буйриса, силәр билән узунирақ вақит биллә болимән.

8 Лекин ома һейтиғичә Әфәс шәһиридә давамлиқ турмақчимән.

9 Чүн­ки бу йәрдә Хуш Хәвәрни йәткүзүш үчүн маңа ишик кәң очуқтур. Көп кишиләр уни қобул қиливатиду. Лекин Хуш Хәвәргә қарши туруват­қанларму көп болуватиду.

10 Тимотий йениңларға берип, силәр билән биллә турғанда, униң қорқмай, әркин-азадә болушиға көңүл бөлүңлар. Чүнки уму маңа охшаш, Рәббимиз үчүн хизмәт қиливатиду.

11 Һеч ким униңға сәл қаримисун. Һәммиңлар униңға ярдәм берип, уни йенимға сақ-саламәт йолға селип қоюңлар. Чүнки униң башқа қериндашлар билән биллә келишини күтмәктимән.

12 Қериндишимиз Аполлосқа кәлсәк, уни қериндашлар билән биллә силәрниң йениңларға беришқа көп дәвәт қилдим. Лекин униң һазир һеч барғуси йоқ. Кейин пурсәт пишип йетилгәндә бариду.


Ахирқи сөзләр

13 Қериндашлар, ишәнч йолида һошияр болуңлар, ишәнчиңларда чиң туруңлар, мәрданә вә қәйсәр болуңлар.

14 Һәммә ишни меһир-муһәббәт билән қилиңлар.

15-16 Юнан өлкисидики әң дәсләптә ишәнгән Истипанас вә униң аилиси­ди­ки­ләрниң өзлирини мәсиһийләрниң хизмитигә чин дили билән атиғанлиғини билисиләр. Қериндашлар, силәрдин өтүнимәнки, бундақ кишиләрниң вә улар билән бирликтә Рәббимизгә хизмәт қиливатқанларниң сөзлиригә кириңлар.

17 Йениңлардин Истипанас, Фортунат вә Ахайикниң бу йәргә мени йоқлап кәлгәнлигигә наһайити хошал болдум. Чүнки һазир силәр мән билән биллә болалмиғиниңлар үчүн, улар силәрниң орнуңларда маңа ярдәм қилди.

18 Улар силәрни роһландурғандәк, мениң қәлбимниму роһландурди. Бундақ кишиләрни қәдирләңлар.

19 Бу йәрдики, йәни Асия өлкисидики җамаәтләрдин силәргә салам. Аквила билән аяли Прискила вә уларниң аилисидә җәм болидиған җамаәт силәргә Рәббимизниң нами билән сәмимий салам йоллиди.

20 Бу йәрдики барлиқ қериндашлар силәргә салам ейтти. Бир-бириң­лар билән меһриванларчә саламлишиңлар.

21 Мана һазир бу ахирқи саламларни мәнки Павлус өз қолум билән йезиватимән.

22 Рәббимизни сөймигәнләргә ләнәт болсун. Әй Рәббимиз, кәл­гәйсән!

23 Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай.

24 Һәмми­миз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, силәрни чин дилим­дин сөйимән, амин!

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Lean sinn:



Sanasan