Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт 13 - Һазирқи Заман Уйғурчә ТәрҗимисиМеһир-муһәббәт һәммидин улуқтур 1 Гәрчә мән йәр-йүзидики һәр қандақ тилда, һәтта периштәләрниң тиллирида сөзләлисәмму, лекин башқиларға меһир-муһәббитим болмиса, сөзлирим қулаққа хуш яқмайдиған дақа-думбақ яки йеқимсиз қоңғурақ авазидәк болуп қалиду. 2 Гәрчә Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүш қабилийитим болсиму, дунияниң пүткүл сирлирини билсәмму, Худадин кәлгән алаһидә билимләргә егә болсамму вә тағларни орнидин қозғиталайдиған камил ишәнчим болсиму, лекин башқиларға меһир-муһәббитим болмиса, һеч немигә әрзимәс бир адәм болуп қалимән. 3 Гәрчә пүтүн мелимни сәдиқә қилип беривәтсәмму, һәтта Худаниң хизмитидә җенимни қурван қилип, тенимниң отта көйдүрүлүшигә рази болсамму, лекин башқиларға меһир-муһәббитим болмиса, бу қилғанлиримизниң маңа һеч пайдиси йоқтур. 4 Меһир-муһәббәт сәвирчан вә меһривандур. Меһир-муһәббәт көрәлмәслик қилмайду, махтанчақлиқ вә тәкәббурлуқму қилмайду. 5 Меһир-муһәббәт әдәпсизлик қилмайду, шәхсий мәнпийәтни көзлимәйду, асан аччиқланмайду вә адавәт сақлимайду. 6 Меһир-муһәббәт наһәқчиликтин хурсән болмайду, әксичә һәқиқәттин хошал болиду. 7 Меһир-муһәббәт һәммигә бәрдашлиқ бериду, һәммигә ишәнч билән қарайду, һәммә ишта үмүтвар вә чидамлиқ болиду. 8 Меһир-муһәббәт мәңгү давамлишиду. Лекин Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзидиған қабилийәт болса һаман ахирлишиду. Муқәддәс Роһниң күчи билән өзигә намәлум болған тилда сөзләш ахир тохтайду, Худадин кәлгән алаһидә билимләрму ахирлишиду. 9 Чүнки бу алаһидә билимләр чәкликтур. Шундақла Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүш қабилийитимизму чәкликтур. 10 Бу дунияниң ахирлишиши кәлгәндә, бундақ чәклик қабилийәтләрниңму һаҗити қалмайду. 11 Бу худди балилиқ вақтимизда балиларчә сөзләп, балиларчә ойлап, балиларчә муһакимә қилип, чоң болғинимизда балилиғимизни ташлиғинимизға охшаштур. 12 Биз сус көрүнидиған әйнәк арқилиқ көрүватқанлиғимиз үчүн, һәммә нәрсини ғува көримиз. Лекин кәлгүсидә болса йүзму-йүз көримиз. Һазир мениң Худа тоғрисида билидиғиним чәкликтур, у вақит йетип кәлгәндә, Худа мени толуқ билгәндәк, мәнму һәммини толуқ билидиған болимән. 13 Мана бу дунияда ишәнч, үмүт вә меһир-муһәббәттин ибарәт бу үчи давамлиқ моҗут болуп туриду. Буларниң ичидә әң улуқ болғини меһир-муһәббәттур. |
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti