Biblia Todo Logo
Bìoball air-loidhne

- Sanasan -


Коринтлиқларға йезилған биринчи хәт 12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси


Муқәддәс Роһ ата қилған һәдийәләр

1 Қериндашлар, Муқәддәс Роһ ата қилған һәдийәләргә кәлсәк, буларни толуқ чүшинишиңларни халаймән.

2 Силәргә мәлум­ки, силәр Әйса Мәсиһкә ишиништин илгири аздурулуп, җансиз бутларға ибадәт қилдиңлар.

3 Шуңа йәнә аздурулуп кәтмәслигиңлар үчүн шуни билишиңларни халаймәнки, Худаниң Роһиниң йетәкчили­гидә сөзлигән һәр қандақ киши: «Әйсаға ләнәт!» демәйду. Муқәддәс Роһниң йетәкчилигисизму һеч ким: «Әйса Мәсиһ мениң Рәббимдур», дәләлмәйду.

4 Муқәддәс Роһ ата қилған һәдийәләр хилму-хилдур, лекин бу һәдийә­ләрни ата қилғучи Муқәддәс Роһ бирдур.

5 Рәббимиз үчүн қилинидиған хизмәтләр хилму-хилдур, лекин биз хизмәт қилидиған Рәббимиз бирдур.

6 Худаниң бизниң һаятимизда қиливатқан ишлири хилму-хилдур, лекин биз арқилиқ уларни қиливатқан Худа бирдур.

7 Пүтүн җамаәтниң мәнпийити үчүн Муқәддәс Роһ һәр биримизгә алаһидә қабилийәт ата қилиду.

8 Муқәддәс Роһ бир кишигә әқиланә сөз қилиш қабилийитини бериду. Йәнә бир кишигә болса, бирәр иш тоғрилиқ Худадин кәлгән алаһидә билим бериду.

9 Охшашла шу Муқәддәс Роһ биригә Худаға болған алаһидә ишәнч, йәнә биригә кесәлләрни сақайтиш қудритини бериду.

10 Йәнә шу Роһ биригә мөҗүзиләр яритиш қабилийитини бәрсә, йәнә биригә Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзүш қабилийитини бериду. Биригә бирсиниң йәткүзгән сөзлириниң Муқәддәс Роһтин кәлгән яки кәлмигәнлигини пәриқ­ләндүрүш, биригә өзигә намәлум болған тилларда сөзләш, йәнә биригә болса бу тилларни чүшәндүрүш қабилийитини бериду.

11 Бу қабилийәтләрниң һәммисини жүрүштүргән бирдин-бир Муқәддәс Роһтур. Муқәддәс Роһ Өз ирадиси бойичә бу қабилийәтләрни һәр бир кишигә айрим-айрим тәхсим қилип бериду.


Мәсиһийләр җамаити Әйса Мәсиһниң тенидур

12 Гәрчә бизниң тенимиздики әзалар көп болсиму, улар өз ара қошулуп бирла тәнни тәшкил қилиду. Шуниңдәк Әйса Мәсиһниң тени, йәни мәсиһийләр җамаити нурғун мәсиһийләрдин тәшкил тапқан болуп, уларму бирла тәндур.

13 Чүнки йәһудий яки йәһудий әмәс болсун, қул яки әркин адәм болсун, һәммимиз охшаш Муқәд­дәс Роһ тәрипидин чөмүлдүрүлүп, бир тәнниң, йәни Әйса Мәсиһниң тениниң тәркивий қисми болуп, Муқәддәс Роһтин һөзүрләндуқ.

14 Тән бирла әзадин әмәс, нурғун әзалардин тәшкил тапиду.

15 Әгәр пут: «Қол болмиғанлиғим үчүн тәнгә мәнсүп әмәсмән» десә, бу уни тәндин айриветәләмду?

16 Әгәр қулақ: «Көз болмиғанлиғим үчүн тәнгә мәнсүп әмәсмән» десә, буму уни тәндин айриветәләмду?

17 Пүтүн тән көз болса, у қандақму аңлалайду? Пүтүн тән қулақ болса, у пурақни қандақму сезәләйду?

18 Һалбуки, Худа тенимиздики һәр бир әзани Өз хаһиши бойичә орунлаштурған.

19 Әгәр һәммиси охшаш бирла әза болған болса, уни қандақму тән дегили болатти?

20 Әмәлиятта әза көп болсиму, лекин пәқәт бир тәннила тәшкил қилиду.

21 Шуңа көз қолға: «Саңа еһтияҗим йоқ», дәләлмәйду. Яки баш путқа: «Силәргә еһтияҗим йоқ», дәләлмәйду.

22 Дәл әксичә тәнниң аҗиз дәп һесапланған әзалири кам болса болмайду.

23 Тәнниң әпсиз дәп қаралған әзалириға техиму көпирәк әһмийәт беримиз. Уятлиқ дәп қаралған әзалиримизни техиму диққәт-етивар билән япимиз.

24 Уятлиқ болмиған әзалиримизни йошурушниң һаҗити йоқтур. Худа тенимиздики қәдри аз дәп һесапланған әзаларниң техиму қәдирли­ниши үчүн, шундақ орунлаштурған.

25 Буниңдики мәхсәт, тәндә парчили­ниш болмисун, әксичә әзалар бир-биригә охшаш етивар бәрсун, дегәндин ибарәт.

26 Әгәр бир әзаға дәрт кәлсә, пүткүл әзалар тәң дәрт тартиду, бир әза қәдирләнсә, пүткүл әзалар тәң хошал болиду.

27 Демәк, һәммиңлар Әйса Мәсиһниң тенини тәшкил қилғансиләр. Һәр бириңлар бу тәнниң охшимиған айрим-айрим әзасисиләр.

28 Шуңа Худа мәсиһийләр җамаитидә башта әлчиләрни, иккинчисигә Худаниң пәйғәмбәрлик сөзини йәткүзгүчиләрни, үчинчисигә Худа тоғрисида тәлим бәргүчиләрни, униңдин кейин мөҗүзә көрсәткүчи­ләрни, кесәлләрни сақайтиш қабилийитигә егә болғанларни, башқиларға ярдәм бәргүчиләрни, башқуруш қабилийити болғанларни һәм өзлиригә намәлум болған тилларда сөзләләйдиғанларни тайин­лиди.

29 Мәсиһийләрниң һәммиси әлчиму? Һәммиси Худаниң пәйғәм­бәр­лик сөзини йәткүзгүчиму? Һәммиси тәлим бәргүчиму? Һәммиси мөҗүзә көрсәткүчиму?

30 Һәммиси кесәлләрни сақайтиш қабилийи­тигә егиму? Һәммиси өзлиригә намәлум болған тилларда сөзләләмду? Һәммиси бу тилларниң мәнасини чүшәндүрәләмду? Яқ, әлвәттә ундақ әмәс.

31 Силәр көпчилик үчүн әң пайдилиқ болған қабилийәт­ләргә интилиңлар. Лекин силәрниң бу қабилийәтләрни яхши ишлитишиңлар үчүн, мән авал силәргә һәммидин яхши бир йолни көрситәй.

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti

Uyghurche Muqeddes Kitab Jemiyiti
Lean sinn:



Sanasan