Biblia Todo Logo
Online Bible

- Advertisements -




Филипиликләргә йезилған хәт 4:9 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

9 Мәндин үгәнгән, қобул қилған, аңлиған вә көргәнлириңларни әмәлий һәрикитиңларда көрситиңлар. Шундақ болғанда, хатирҗәм­лик беридиған Худа силәр билән биллә болиду.

See the chapter Copy




Филипиликләргә йезилған хәт 4:9
36 Cross References  

«Пак қиз һамилдар болуп бир Оғул туғиду, Униң исми Иммануел қоюлиду» дегән сөзиниң әмәлгә ашурулушидур.


уларға Мән силәргә буйруған барлиқ әмирләргә әмәл қилишни үгитиңлар. Мән һәқиқәтәнму заман ахириғичә һәр дайим силәр билән биллә болимән.


— Мени «Рәббим, Рәббим» дегәнләрниң һәммисила Асманниң Падишалиғиға кирәлмәйду. Пәқәт асмандики Худа Атамниң иради­сини ада қилғанларла кирәләйду.


— Силәр һәҗәп Мени «Рәббим! Рәббим!» дәйсиләрю, буйруқ­ли­римға әмәл қилмайсиләр.


— Худаниң сөзини аңлап, униңға әмәл қилғанларниң һәммиси Мениң анам вә ака-инилиримдур, — деди һәзрити Әйса көпчиликкә.


Бу ишларни билгән екәнсиләр, силәрму шундақ қилсаңлар, нәқәдәр бәхитликсиләр!


Силәргә буйруған әмирлиримни ада қилсаңлар, Мениң достлирим болисиләр.


Аниси чакарларға: — У силәргә немә қил десә, шуни қилиңлар, — деди.


Орнуңдин туруп, шәһәр­гә кир, немә қилишиң керәклигини бири саңа ейтип бериду, — дегән җавап кәлди һелиқи аваздин.


Аманлиқ бәргүчи Худа һәммиң­лар билән биллә болғай, амин!


Аманлиқ бәргүчи Худа узун өтмәй шәйтанни аяқ астиңларда езиду. Рәббимиз Әйсаниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай.


Муһими немә йәп, немә ичишиңлар, қандақла иш қилишиңлардин қәтъий нәзәр, уни пәқәт Худаниң улуқлиниши үчүн қилиңлар.


Җәм болуп ибадәт қилғиниңларда қалаймиқанчилиқ болмисун. Чүнки Худа қалаймиқан­чилиқ салғучи әмәс, бәлки тиничлиқ бәргүчидур. Мән билидиған һәр қайси мәсиһий­ләр җамаити әйнә шундақтур.


Шуниң үчүн силәрниң мени үлгә қилишиңларни өтүнимән.


Әң ахирида, қериндашлар, хошал-хорам болуңлар, ишәнчтә йетил­гән адәм болуп чиқиш үчүн тиришиңлар. Несиһәтлиримни қобул қилип, бир нийәт, бир мәхсәттә инақ өтүңлар. Меһир-муһәббәт вә аманлиқ мәнбәси болған Худа силәр билән биллә болғай!


Қериндашлар, мени үлгә қилиңлар, шундақла силәр бизни үлгә қилған кишиләрдинму үгиниңлар.


Шундақ қилсаңлар, Худаниң кишиләрниң ойлиғинидинму ешип чүшидиған тиничлиғи силәрниң қәлбиңларни вә ой-пикриңларни Әйса Мәсиһ арқилиқ тиничландуриду.


Силәр биздин, шундақла Рәббимиздин үлгә алдиңлар. Чүнки силәр еғир қийинчи­лиқларға қаримай, Муқәддәс Роһ ата қилған шат-хорамлиқ ичидә Худаниң сөзини қобул қилдиңлар.


Қериндашлар, силәрниң әһвалиңларму Худаға ишәнгән вә Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған Йәһудийә өлкисидики мәсиһийләр җамаәтлиригә охшайду. Чүнки уларниң шу йәрдики йәһудийлар тәрипидин зиянкәшликкә учриғиниға охшаш, силәрму өз жутдашлириңлар тәрипидин зиян­кәш­ликкә учридиңлар.


Бизгә аманлиқ ата қилғучи Худа Өзи силәрни тәл-төкүз пак қилғай. Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта кәлгичә Худа роһуңлар, җениң­лар вә тениңларни әйипсиз сақлиғай.


Худа силәрниң буйруғанлиримизни қиливатқанлиғиңлар вә давамлиқ қилидиғанлиғиңлар һәққидә бизгә ишәнч бәрди.


Рәббимиз силәр билән биллә болғай. Худаниң меһир-шәпқити силәргә яр болсун!


Худаниң сөзини аңлап қойсамла болиду, дәп өзәңларни алдимаң­лар. Әксичә уни иҗра қилғучилардин болуңлар.


Әй қериндашлар, Худа силәрни Өзиниң муқәддәс хәлқи болушқа таллиди вә чақирди, шуниң үчүн силәр өз һаятиңларда буни испат­лашқа тиришиңлар. Мана шундақ қилсаңлар, һеч қачан ишәнч йоли­дин чәтнәп кәтмәйсиләр.


Шундақла Худаниң әмирлиригә әмәл қилип, Уни хурсән қилидиған ишларни қилғанлиғимиздин, Униңдин тилигәнлиримизгә еришәләймиз.


Follow us:

Advertisements


Advertisements