Филипиликләргә йезилған хәт 4:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси3 Әй садиқ һәмкарим, сәндин шуни тәләп қилимәнки, бу ишта сәнму бу икки ханимға ярдәм қил. Чүнки улар мән вә Клемент билән, шундақла нами һаятлиқ дәптиригә йезилған башқа хизмәтдашлирим билән биллә Хуш Хәвәрни тарқитиш йолида қан-тәр сиңдүргән. See the chapter |
Немә болушидин қәтъий нәзәр, әмәлий һәрикитиңлар Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәргә лайиқ болсун. Шундақ болғанда, мәйли мән йениңларға берип, силәр билән дидар көрүшәй яки мошу йәрдә туруп, силәрниң әһвалиңлардин хәвәрдар болай, силәрниң бир нийәт, бир мәхсәттә қәтъий тәврәнмәй, бу Хуш Хәвәр елип келидиған ишәнч үчүн бирликтә күрәш қиливатқанлиғиңларни биләләймән.
Сән көргән девә бир заманларда бар еди, һазир йоқ. У кейин теги йоқ һаңдин чиқип, һалакәткә йүзлиниду. Йәр йүзидә яшайдиған, амма дуния яритилғандин бу ян нами һаятлиқ дәптиригә йезилмиған кишиләр девини көрүп интайин һәйран қалиду. Чүнки у бир заманларда бар еди, һазир йоқ, лекин йәнә пәйда болиду.