Biblia Todo Logo
Online Bible

- Advertisements -




Филипиликләргә йезилған хәт 4:10 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

10 Маңа йәнә бир қетим ғәмхорлуқ қилғиниңлар үчүн, интайин хошал болдум вә Рәббимизгә шүкүр ейттим. Һәқиқәтәнму силәр маңа әзәлдин ғәмхорлуқ қилип кәлдиңлар, лекин уни ипадилишиң­ларға пәқәт пурсәт болмай кәлди.

See the chapter Copy




Филипиликләргә йезилған хәт 4:10
11 Cross References  

Силәр билән биллә болған вақитлиримда, еһтияҗим болсиму, һеч қайсиңларға еғирчилиғимни салмидим. Чүнки Македонийә өлкисидин кәлгән қериндашлар кам-котамни толуқлап бәрди. Һеч қандақ ишта силәргә жүк болмай кәлдим, буниңдин кейинму жүк болмаймән.


Худаниң һәқиқитини йәткүздуқ, Худаниң қудритиниң биз билән биллә екәнлигини намайән қилдуқ. Һәққаний­лиқни өзимизгә қурал қилип, түрлүк һуҗумларға зәрбә бериш билән биргә өзимизниму қоғдидуқ.


Шуниң үчүн пурсәт болсила башқиларға, болупму мәсиһий қериндашлиримизға яхши ишларни қилип берәйли.


Худаниң сөзидин тәлим еливатқан киши өзигә тәлим бәргүчини өзидә бар болған яхши нәрсиләр билән һөзүрләндүрсун.


Әйса Мәсиһниң хизмәткари болған мәнки Павлустин вә мән арқи­лиқ Тимотийдин Филипи шәһиридики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған муқәддәс хәлиққә, шундақла уларниң йетәкчилири вә хизмәт­чи­­лиригә салам.


Мән силәрни һәр қетим әслигинимдә, Худаға шүкүр ейтимән.


Чүнки у Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш үчүн һаятиниң хейим-хәтәргә учришиға қаримай, силәр маңа қилалмиған ярдәмни қилимән дәп, өлүшкә тас қалған еди.


Follow us:

Advertisements


Advertisements