Филипиликләргә йезилған хәт 3:8 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси8-9 Мән қәтъий шундақ қараймәнки, Рәббим Әйса Мәсиһни тонушниң әвзәллиги алдида һәр қандақ иш қәдирсиздур. Әйса Мәсиһни тонуп йетишим һәм Униңға зич бағлинишим үчүн, һәммини ташлавәттим һәм уларни әхләт, дәп қараймән. Әнди мениң һәққаний адәм дәп җакалинишим Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ болди. Чүнки бу һәққанийлиқ ишәнч арқилиқ Худадин кәлди. See the chapter |
Силәр Әйса Мәсиһтин ибарәт бу һул Тешиға ишәнгәнлигиңлар үчүн, бу һул Теши силәргә нисбәтән қиммәтликтур. Лекин Униңға ишәнмәйдиғанларға нисбәтән бу һул Теши дәл Муқәддәс Язмиларда дейилгинидәк: «Қурулушчилар ташлавәткән бу Таш Қурулушниң мәркизий һул Теши болуп қалди!» «Бу Таш кишиләр путлишидиған Таш болди, Адәмни жиқитидиған Таш болди». Улар Худаниң Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвирини рәт қилғанлиғи үчүн бу Ташқа путлишиду. Уларниң бундақ болуши алдин-ала бәлгүләнгән.