Biblia Todo Logo
Online Bible

- Advertisements -




Филипиликләргә йезилған хәт 3:13 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

13 Қерин­даш­лар, мән һәргиз өзәмни бу мәхсәткә йетип болдум, дәп қаримай­мән. Лекин мән шундақ қилимәнки, худди жүгрәш мусабиқисидә кәйнигә қаримай жүгрәватқан адәмдәк, мәнму өтүп кәткән ишларни ойлимай, кәлгүсидики нишанға қарап тиришимән.

See the chapter Copy




Филипиликләргә йезилған хәт 3:13
15 Cross References  

Бирақ бирла муһим иш бар. Мәрийәм шу яхши ишни тал­лавалди. Буни һеч ким униңдин тартивалалмайду.


— Қош һайдаветип, тохтимай кәйнигә қарайдиған адәмдәк, бурун­қи һаятиңлардин меһриңларни үзәлмисәңлар, Худаға хизмәт қилишқа лайиқ болмайсиләр, — деди һәзрити Әйса униңға.


Шуниң үчүн биз буниңдин кейин һеч кимгә бу дунияниң көз-қариши билән қаримаймиз. Гәрчә биз бурун мошу көз-қараш билән Әйса Мәсиһни пәқәтла бизгә охшаш бир инсан дәп қариған болсақму, әнди ундақ дәп қаримаймиз.


Шуңлашқа, әзиз қериндашлирим, мән араңлардики вақтимда һемишәм сөзүмни аңлиғиниңлардәк, силәрдин айрилған мошу вақит­лардиму сөзүмни техиму яхши аңлаңлар. Худадин қорқуп вә Уни чоңқур һөрмәтләп, Худа силәрни қутқузғанда ата қилған йеңи һаятни турмушуңларға өзләштүрүшкә тиришиңлар.


Бундақ дейиш билән, бу мәхсәткә еришип болдум яки камаләткә йәттим, демәкчи әмәсмән. Лекин Әйса Мәсиһ мени немә мәхсәт билән қутқузған болса, мәнму шу мәхсәт үчүн чепип жүрүватимән.


Мән қәтъий шундақ қараймән­ки, Рәббим Әйса Мәсиһни тонушниң әвзәллиги алдида һәр қандақ иш қәдирсиздур. Әйса Мәсиһни тонуп йетишим һәм Униңға зич бағлинишим үчүн, һәммини ташлавәттим һәм уларни әхләт, дәп қараймән. Әнди мениң һәққаний адәм дәп җакали­нишим Тәврат қануниға әмәл қилиш арқилиқ әмәс, бәлки Әйса Мәсиһкә ишиниш арқилиқ болди. Чүнки бу һәққанийлиқ ишәнч арқилиқ Худадин кәлди.


Шуниң үчүн өлүмгә елип баридиған яманлиқлардин йениш, Худаға ишиниш, чөмүлдүрүлүшни қобул қилиш, башқиларға қол тәккүзүп дуа қилиш, тирилдүрүлүш вә мәңгүлүк һөкүм қатарлиқ тәлимләргә қайта асас салимиз, дәп олтармайли. Әйса Мәсиһ тоғриси­дики бу хил башланғуч тәлимләрдә тохтап қалмай, йетилишкә қарап маңайли.


Қәдирлик қериндашлирим, шуни унтумаңларки, Рәббимиз вақит­ниң чәклимисигә учримиғачқа, Униң нәзәридә бир күн миң жилдәк, миң жил бир күндәктур.


Follow us:

Advertisements


Advertisements