вә сәл нерирақ берип, йәргә баш қоюп дуа қилип: — Әй Ата, мүмкин болса бу азап қәдиһини Мәндин жирақлаштурғайсән. Лекин бу иш Мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң бойичә болсун, — деди.
Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нәқәдәр меһир-шәпқәтлик екәнлигини билисиләр. Гәрчә у бай болсиму, силәр үчүн намрат болди. Мәхсәт, Өзи намрат болуш арқилиқ силәрни роһий җәһәттин бай қилиш еди.
Әйса Мәсиһ биз үчүн қурван болди. Буниңдики мәхсәт, У бизни һәммә яманлиқлардин азат қилиш һәм бизни пак қилип, Өзигә мәнсүп болған яхши әмәлләрни қилишқа тиришидиған хәлиқ қилиш үчүндур.
Көзүмиз ишәнчимизниң асасчиси вә мукәммәлләштүргүчиси болған Әйса Мәсиһтә болсун. У Өзини күткән хошаллиқ үчүн, чапрас яғачтики азапқа бәрдашлиқ бәрди һәм бундақ һақарәтлик өлтүрүлүшкә писәң қилмиди. Шуниңдин бу ян У Худаниң тәхтиниң оң тәрипидә олтармақта.