Biblia Todo Logo
Online Bible

- Advertisements -




Филипиликләргә йезилған хәт 2:3 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

3 Һәр қандақ ишта шәхсийәтчилик вә қуруқ шөһрәткә берилмәңлар. Әксичә кәмтар болуп, башқиларни өзәңлардин үстүн көрүңлар.

See the chapter Copy




Филипиликләргә йезилған хәт 2:3
24 Cross References  

Аңлап қоюңларки, Худаниң нәзәридә бу иккисидин һелиқи пәрисий әмәс, бәлки баҗгир кәчүрүмгә еришип өйгә қайтипту, чүнки Худа өзини үстүн тутқанни төвән қилиду, өзини төвән тутқанни үстүн қилиду.


Бир-бириңларни қериндашларчә сөйүп, өз ара қизғин болуңлар. Башқиларни өзәңлардин жуқури көрүп, уларни һөрмәтләңлар.


Әйш-ишрәт вә шарапхорлуққа, җинсий әхлақсизлиқ вә бузуқчилиқ, урушқақлиқ вә көрәлмәсликкә берилмәңлар. Йоруқлуқтики кишиләрдәк пак һаят кәчүрүңлар.


Лекин һәқиқәтни рәт қилип, яманлиққа әгәшкән шәхсийәтчиләргә У ғәзәп-нәпрәт яғдуриду.


Мән әлчиләрниң арисидики әң әрзимәс әлчимән һәм Худаниң җамаитигә зиянкәшлик қилғанлиғим үчүн, әлчи дәп атилишқиму лайиқ әмәсмән.


Чүнки силәр техичә гунаниң илкидә яшаватисиләр. Араңлардики көрәлмәслик вә җедәл-маҗраларниң болуши буни испатлимамду? Бу йәнә силәрниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болмиған кишиләрдәк яшаватқиниңларни көрсәтмәмду?


Йениңларға барғинимда, силәрниң күткән йеримдин чиқмай қелишиңлардин, шуниң билән мениң силәргә болған муамиләмниңму силәрниң күткән йериңлардин чиқмай қелишидин әнсирәймән. Силәрдә җедәлхорлуқ, көрәлмәслик, ғәзәплиниш, шәхсийәтчилик, төһмәтхорлуқ, ғевәтчилик, тәкәббурлуқ вә паракәндичиликләрниң болушидин әнсирәймән.


Лекин пәхәс болуңларки, бир-бириңларни чишләп тартип жүрсәңлар, өзәңларниму вәйран қилисиләр.


Тәкәббурлуқ қилмайли, бир-биримизни рәнҗитмәйли, бир-биримизгә көрәлмәслик қилмайли.


Силәр һемишәм кәмтар, мулайим, сәвирчан болуп, меһир-муһәббитиңлар билән бир-бириңларға кәң қосақ болуңлар.


Әйса Мәсиһкә чоңқур һөрмитиңлар бар болғанлиқтин, бир-бириңларға бойсунуңлар.


Һәр қандақ иш қилғанда рәнҗимәңлар, такаллашмаңлар.


Худа силәрни сөйүп, «Өзәмгә атиған хәлқим» дәп таллиған екән, рәһимдил, меһриван, кәмтар, мулайим вә сәвирчан болуңлар.


Әнди бундақ яман ишларниң һәммисини ташлаңлар. Ғәзәпли­ниш, аччиқлиниш, яман нийәттә болуш, төһмәт қилиш яки әдәпсиз гәп-сөзләрни қилиштәк яман ишлардин жирақ туруңлар.


Бундақ кишиләр тәкәббур, һеч немә чүшәнмәйдиған кишиләрдур. Улар ғоға чиқириш вә гәп талишишқа интайин амрақ. Бундақ ишлар башқиларниң арисида көрәлмәслик, җедәл-маҗра, төһмәт, гуманхорлуқ


Жиғинчақлап ейтқанда, һәммиңлар бир нийәт, бир мәхсәттә болуңлар, бир-бириңларға һисдашлиқ қилиңлар, бир-бириңларни қериндашларчә сөйүңлар, меһриван вә кәмтар болуңлар.


Әй жигитләр, силәрму йетәкчиләргә бойсунуңлар. Һәммиңлар бир-бириңларға кәмтар болуңлар, чүнки Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Худа қаршидур тәкәббурларға, меһир-шәпқәт қилар кәмтарларға».


Follow us:

Advertisements


Advertisements