Biblia Todo Logo
Online Bible

- Advertisements -




Филипиликләргә йезилған хәт 2:11 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

11 Уни Рәббим, дәп етирап қилиду. Буниң билән Худа Атимиз улуқлиниду.

See the chapter Copy




Филипиликләргә йезилған хәт 2:11
30 Cross References  

Көпчилик алдида Мени етирап қилғанларни Мәнму асмандики Атамниң алдида етирап қилимән.


Бүгүн падиша Давутниң жути Бәйтләһәм йезисида Рәббиңлар болған Қутқазғучи-Мәсиһ дунияға кәлди!


Һалбуки, нурғунлиған кишиләр, һәтта йәһудий ақсақаллириму һәзрити Әйсаға ишәнди. Лекин улар өзлириниң пәрисийләр тәрипи­дин ибадәтхана җамаитидин қоғлап чиқириветилмәслиги үчүн, ишәнгәнлигини ашкарилимиди.


Силәр Мени «Рәббим» вә «Устазим» дәйсиләр, раст ейтисиләр, әмәлияттиму шундақ.


Мән Рәббиңлар вә Устазиңлар туруп путлириңларни жуйғандин кейин, силәрму бир-бириңларниң путлирини жуюшуңлар керәк.


Мениң намим билән немини тилисәңлар, Өз Атамниң улуқлуғи Мән арқилиқ аян болуши үчүн, тиләклириңларни иҗавәт қилимән.


Һәзрити Әйса униңға мундақ җавап қайтурди: — Мени сөйидиған киши дегинимни қилиду, Атамму уни сөйиду. Атам Иккимиз мундақ кишиниң йениға берип, униң билән биллә макан қуримиз.


Һәзрити Әйса бу сөзләрни қилғандин кейин, көзлирини асман­ға тикип мундақ дуа қилди: — Әй Ата, Мениң вақит-саатим йетип кәлди. Сән Оғлуңниң улуқлу­ғини аян қилғин. Буниң билән Оғлуңму улуқлуғуңни аян қилсун.


— Сән мениң Рәббим һәм Худайимсән! — деди Томас Униңға җававән.


Буниңдики мәхсәт, инсанларниң Өзини һөрмәтлигинидәк, Оғлиниму һөрмәтлиши үчүндур. Оғлини һөрмәтлимигәнләр Уни Әвәткүчи Атисиниму һөрмәтлимигәнләрдин болиду.


Улар йәһудий ақсақаллиридин қорққанлиғи үчүн шундақ дейиш­ти, чүнки йәһудий ақсақаллири һәзрити Әйсани Қутқазғучи-Мәсиһ, дәп етирап қилғанларни ибадәтхана җамаитидин қоғлап чиқиришни қарар қилған еди.


Силәр Худа исраил хәлқигә йәткүзгән Хуш Хәвәрни аңлиғанғу. Худа пүтүн инсанларниң Егиси болған Әйса Мәсиһ арқилиқ бизни Өзи билән яраштурди.


Шуниң үчүн, әй исраил қериндашлар, шуни қәтъий билишиң­лар керәкки, Худа силәр чапрас яғачқа миқлап өлтүргән һәзрити Әйсани һәм Рәббимиз, һәм бизни гуналиримиздин азат қилидиған Қутқазғучи-Мәсиһ қилип тайинлиди! — деди.


Бу худди Муқәддәс Язми­ларда йезилғинидәк: «Пәрвәрдигар дәйдуки: ‹ Мәңгү моҗутлуғум билән қәсәм қилимәнки, Пүткүл инсан алдимда тизлинип сәҗдә қилиду, Пүткүл инсан Мениң Худа екәнлигимни етирап қилиду › ».


Әйса Мәсиһ һәм өлгәнләрниң, һәм тирикләрниң Рәбби болуш үчүн өлүп тирилди.


У йәһудий әмәсләрниңму Худаниң меһриванлиғини көрүп, Худани мәдһийилиши үчүн шундақ қилди. Бу худди Муқәддәс Язмиларда: «Шуңа Сени башқа милләтләр арисида мәдһийиләймән вә намиңни күйләймән», дегинидәк болди.


Шуңа йәнә аздурулуп кәтмәслигиңлар үчүн шуни билишиңларни халаймәнки, Худаниң Роһиниң йетәкчили­гидә сөзлигән һәр қандақ киши: «Әйсаға ләнәт!» демәйду. Муқәддәс Роһниң йетәкчилигисизму һеч ким: «Әйса Мәсиһ мениң Рәббимдур», дәләлмәйду.


Дәсләпки инсан йәрдин, йәни топидин яритилди. Кейинки Инсан, йәни Әйса Мәсиһ асмандин кәлди.


бирақ биз үчүн пәқәтла ялғуз бир Худа, йәни асмандики Худа Атимизла бардур. У пүткүл мәвҗудатниң Яратқучисидур, биз Униң үчүн яшаймиз. Шуниңға охшаш биз үчүн ялғуз бир Рәб, йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһ бардур. Пүткүл мәвҗудат У арқилиқ моҗуттур. Бизму У арқилиқ йеңи һаятқа егә болдуқ.


Силәр Әйса Мәсиһ арқилиқ Худаға ишинивати­силәр. Худа Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүрүп, Униңға шан-шәрәп бәрди. Шуниң үчүн силәрниң ишәнчиңлар вә үмүтүңлар Худаға бағланған.


Әгәр кимду-ким Әйса Мәсиһниң Худа Оғли екәнлигини очуқ етирап қилса, Худа униңда, уму Худада яшайду.


Бир кишидә Худаниң Роһиниң бар яки йоқлиғини мундақ пәриқләндүрүшкә болиду: Әйса Мәсиһниң дунияға инсан тенидә кәлгәнлигини етирап қилған кишидә Худаниң Роһи бар болиду.


Нурғун сахта тәлим бәргүчиләр дунияниң һәммә җайлирида пәйда болди. Улар Әйса Мәсиһниң дунияға инсан тенидә кәлгәнлигини етирап қилмайду. Бундақлар дәл алдамчи вә Әйса Мәсиһниң дүшми­нидур.


Ғалибә қилғучилар мана шундақ ақ тон кийиду. Уларниң намини һаятлиқ дәптиридин һәргиз өчүрмәймән. Улар­ниң намини Атам Худаниң вә Униң периштәлири­ниң алдида очуқ етирап қилимән.


Follow us:

Advertisements


Advertisements