9 Мән шуниңға дуа қилимәнки, Худа тоғрисидики билимиңлар вә даналиғиңларниң ешиши арқилиқ меһир-муһәббитиңлар барғансири ешип барсун.
Қериндашлар, яманлиқ қилишни билмәйдиған сәбий балилардәк болуңлар, лекин бу ишларға кәлгәндә ой-пикирлириңлар кичик балилардәк әмәс, бәлки чоңлардәк болсун.
Силәр һәммә ишта — ишәнч йолида, сөз қабилийитидә, Худа һәққидики билим вә башқиларға ярдәм беришкә болған қизғинлиқта вә бизгә болған меһир-муһәббәттә алдида турғандәк, бу қетимлиқ сәдиқә қилиштиму алдида туруңлар.
Шуңа әқилсиз болмаңлар, бәлки Рәббимизниң ирадисини чүшинишкә тиришиңлар.
Шуңа биз силәр тоғрисидики бу хәвәрни аңлиған күндин башлап, силәр үчүн давамлиқ дуа қилип туруватимиз. Биз дуайимизда Худадин шуни тилидуқки, силәр Муқәддәс Роһ арқилиқ әқил-парасәткә толуп, Худаниң ирадиси тоғрилиқ толуқ чүшәнчигә еришкәйсиләр.
йеңи тәбиәткә егә болдуңлар. Силәр Яратқучи Худаниң обризи бойичә йеңилиниватқиниңларда, Худани тонушуңлар чоңқурлишиду.
Рәббимиз силәрниң бир-бириңларға вә һәммә адәмләргә болған меһир-муһәббитиңларни бизниң силәргә болған меһир-муһәббитимиздәк толуп таштурғай.
Қериндашлар, ахирида биз йәнә шуни демәкчимизки, Худани хурсән қилиш үчүн қандақ яшаш керәклигини биздин үгинивалдиңлар һәм силәр әмәлиятиңлардиму биздин үгәнгиниңлар бойичә шундақ яшаватисиләр. Әнди Худани хурсән қилишқа техиму тиришишиңларни Рәббимиз Әйсаниң нами билән сораймиз.
Қериндашлар, силәр үчүн Худаға һәр дайим шүкүр ейтишни борчимиз дәп билимиз. Чүнки ишәнчиңлар барғансири күчийиватиду, бир-бириңларға болған меһир-муһәббитиңларму чоңқурлишиватиду.
Ишәнчиң сәвәвидин Худа саңа тәғдим қилғанларни башқилар билән мәртләрчә ортақлишишиң үчүн дуа қилимән. Шундақ қилсаң, бизниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиздин бизгә берилгән бәхитләрниң нәқәдәр мол екәнлигини техиму чоңқур чүшинәләйсән.
Йемәклик болса йетилгәнләр үчүндур. Чүнки уларниң әқли йетилиш җәриянида яхши-яманни пәриқ етишкә көнгәндур.
Силәр һәқиқәткә бойсунғанлиғиңлардин қәлбиңлар пак қилинип, мәсиһийләрни сөйидиған сәмимий меһир-муһәббәткә егә болдуңлар. Шуңа бир-бириңларни чин қәлбиңлардин қизғин сөйүңлар.
Әксичә ишәнчиңлар Рәббимиз болған Қутқазғучимиз Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқити вә Уни тонушуңлар арқилиқ давамлиқ өсүп барсун. Барлиқ шан-шәрәп Рәббимизгә әбәдил-әбәт мәнсүп болғай!