Филипиликләргә йезилған хәт 1:5 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси5 Чүнки мән араңларда Хуш Хәвәрни йәткүзүшкә башлиған биринчи күндин һазирғичә силәр мениң бу хизмитимни қоллап кәлдиңлар. See the chapter |
Худди явайи Зәйтун дәриғиниң шахлири бағдики шахлири сундуруветилгән Зәйтун дәриғигә уланғанға охшаш, йәһудий әмәс силәрму сундуруветилгән әшу шахларниң, йәни йәһудийларниң орниға ишәнчиңлар арқилиқ уландиңлар. Демәк, силәр бу дәрәқниң йилтизидин озуқлуқ елип, ширнисидин һөзүрлиниватқандәк, Худа Ибраһимға вәдә қилған бәхиттин һөзүрлиниватисиләр.
Бу сир йәһудий әмәсләрниңму бу Хуш Хәвәргә ишиниш арқилиқ йәһудийлар билән биллә Худа ата қилидиған һәқиқий байлиққа мирасхор болушини, шундақла уларниң йәһудийлар билән бирликтә бир тәнниң әзалири болуп, Худаниң Әйса Мәсиһ арқилиқ бәргән қутқузулуш тоғрисидики вәдисидин ортақ һөзүрлинишини өз ичигә алиду.
Немә болушидин қәтъий нәзәр, әмәлий һәрикитиңлар Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәргә лайиқ болсун. Шундақ болғанда, мәйли мән йениңларға берип, силәр билән дидар көрүшәй яки мошу йәрдә туруп, силәрниң әһвалиңлардин хәвәрдар болай, силәрниң бир нийәт, бир мәхсәттә қәтъий тәврәнмәй, бу Хуш Хәвәр елип келидиған ишәнч үчүн бирликтә күрәш қиливатқанлиғиңларни биләләймән.