Biblia Todo Logo
Online Bible

- Advertisements -




Филипиликләргә йезилған хәт 1:12 - Һазирқи Заман Уйғурчә Тәрҗимиси

12 Қериндашлар, шуни билишиңларни халаймәнки, бешимға кәлгән бу җапа-мәшәқәтләр Хуш Хәвәрниң техиму кәң тарқилишиға түрткә болди.

See the chapter Copy




Филипиликләргә йезилған хәт 1:12
19 Cross References  

Он иккинчи айниң, йәни Адар ейиниң он үчинчи күни кәлди. Бу падишаниң пәрманиниң орунлинидиған күни, шундақла йәһудийларниң дүшмәнлири уларниң үстидин ғалип келишкә үмүт бағлиған күн еди. Әксичә бу күндә йәһудийлар уларниң үстидин ғәлибә қилди.


Мән Пәрвәрдигарниң пүткүл илаһлардин улуқлуғини әнди билдим. Чүнки мисирлиқлар исраилларни шу қәдәр харлиғинида, У Өз қудритини көрсәтти, — деди.


Мана бу силәрниң уларниң алдида Мениң гувачилирим болуш пурситиңлардур.


Мәсиһийләр қәйәргә тарқилиштин қәтъий нәзәр, улар шу йәрдә Хуш Хәвәр йәткүзди.


Худаниң Өзини сөйидиған­лар­ниң, йәни Өзиниң ирадиси бойичә чақирилғанларниң һаятида мәйли қандақ ишлар йүз бәрсун, уларниң пүткүл ишлирини маслашту­руп, һәммини шуларниң мәнпийити үчүн орунлаштуридиғанлиғини билимиз.


Лекин бизни сөйидиған Худаниң күчи билән буларниң һәммиси үстидин пүтүнләй ғалибә қилимиз.


Чүнки мән араңларда Хуш Хәвәрни йәткүзүшкә башлиған биринчи күндин һазирғичә силәр мениң бу хизмитимни қоллап кәлдиңлар.


Мениң бундақ ойлишим тоғра дәп қараймән. Чүнки силәрниң мениң қәлбимдин алған орнуңлар наһайити муһим. Мәйли мән зинданда кишәнлинип ятқан вақтимда болсун яки сиртта Хуш Хәвәрни қоғдап, униңға гувалиқ бәргән вақтимда болсун, һәммиңлар мән билән биллә Худа­ниң илтипатидин тәң һөзүрләндиңлар.


Силәргә мәлумки, Тимотий өзиниң яхши бир ярдәмчи екәнлигини испатлиди. У худди оғулниң атисиға ярдәм қилғиниға охшаш, Хуш Хәвәр йәткүзүш йолида мән билән биллә ишлиди.


Әй филипиликләр, силәргә мәлумки, мән силәргә бу Хуш Хәвәрни йәткүзүшни башлиған вә Македонийә өлкисидин кәткән чағлиримда, силәрдин башқа һеч қандақ мәсиһийләр җамаити маңа ярдәм бәрмиди.


Әй садиқ һәмкарим, сәндин шуни тәләп қилимәнки, бу ишта сәнму бу икки ханимға ярдәм қил. Чүнки улар мән вә Клемент билән, шундақла нами һаятлиқ дәптиригә йезилған башқа хизмәтдашлирим билән биллә Хуш Хәвәрни тарқитиш йолида қан-тәр сиңдүргән.


Шуңа мән шуни үмүт қилимәнки, мәсиһий әрләр мәйли қәйәрдә болсун, һәр қетим дуаға җәм болғанда башқиларға ғәзәпләнмәй, дәталаш қилмай, тоғра әмәллик қоллирини көтирип дуа қилсун.


Бу Хуш Хәвәрни йәткүзгәнлигимдин көп азап-оқубәт чәктим, һәтта җинайәт­чиләрдәк кишәнлинип зинданға ташландим. Лекин һеч ким Худаниң сөзини кишәнләлмәйду.


Лекин Худа мән билән биллә болуп, маңа Хуш Хәвәрни толуқ җака­лашқа мәдәт бәрди. Нәтиҗидә у йәрдики һәммә йәһудий әмәсләр бу Хуш Хәвәрни аңлиди. Буниң билән Худа мени бу қетимқи соттин, йәни йолвасниң ағзидин қутулдуруп чиқти.


Follow us:

Advertisements


Advertisements